қазақистан парламенти түрк мәбләғ фонди лайиһәсини тәстиқлиди

қазақистан парламенти түрк мәбләғ фонди қуруш қанун лайиһәсини тәстиқлиди.

2040183
қазақистан парламенти түрк мәбләғ фонди лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан җумһурийити иқтисад министири әлибек куантиров парламент йиғинида қилған сөзидә, түрк мәбләғ фонди қуруш келишими һәққидә мундақ деди: «мәвҗут йәр шари характерлик җуғрапийәлик сийасий муқимсизлиқ шараити астида қазақистанниң ташқи мунасивәтлирини көп хиллаштуруш бизниң асаслиқ нишанлиримиздин бири. биз буниң дәлили сүпитидә иқтисадниң сиҗил ешишини әмәлгә ашуушта түрткилик рол ойнийалайдиған һәр саһәдики һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн тиришиватимиз. бу даиридә, биз икки тәрәплик һәмкарлиқ вә көп тәрәплик мунбәрләр асасидиму ортақ паалийәтлиримизни актипчанлиқ билән давамлаштурушимиз керәк. бу мунбәрләрдин бири түрк дөләтлири тәшкилатидур».

түрк мәбләғ фонди түрк дөләтлири тәшкилатиниң тарихий қәдими сүпитидә май ейида истанбулда қурулғаниди.

түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан вә қирғизистан әза болған түрк мәбләғ фонди келишими илгири әзәрбәйҗан парламенти тәрипидинму тәстиқланғаниди.

түрк мәбләғ фонди түрк дунйасиға нисбәтән хәлқара пул фонди тәшкилати йаки дунйа банкисиға охшаш салаһийәткә игә тәшкилат һесаблиниду.

500 милйон долларлиқ мәбләғ билән паалийәт елип беришқа башлиған түрк мәбләғ фондида һәр бир әзаниң % 20 үлүши бар.

мәбләғ салғучилар вә игилик тиклигүчиләрни қоллашни мәқсәт қилидиған түрк мәбләғ фонди йәнә иқтисадниң бир гәвдилишишигиму төһпә қошиду.

түрк мәбләғ фонди арқилиқ әза дөләтләрниң иқтисадий сийасәтлири узун муддәт өзара маслишалайдиған болиду. шундақла вақитниң өтүшигә әгишип сода, мудапиә вә технологийә қатарлиқ саһәләрдә муһим ортақ мәбләғ селиш шараити йаритилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر