русийә дөләт ичи базирида чәт әл пули сетивелишни тохтатти
русийә мәркизий банкиси йил ахириғичә «пул-муамилә базиридики давалғушни азайтиш» үчүн дөләт ичи базирида чәт әл пули сетивелишни тохтитишни қарар қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: русийә мәркизий банкиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, банка хамчот низамнамәсигә асасән, 10-авғуст (2023) тин йил ахириғичә «пул-муамилә базиридики давалғушни азайтиш» үчүн дөләт ичи базирида чәт әл пули сетивелишни тохтитишни қарар қилған болуп, пул-муамилә базириниң әһвалиға асасән чәт әл пули сетивелиш қайта йолға қойулидикән.
түнүгүн 2022-йили 3-айдин буйан бир доллар тунҗи қетим 98 рублидин ашқаниди.
игилинишичә, русийәниң хамчот низамнамәсигә асасән, дөләт параванлиқ фонди нефит вә тәбиий газ киримлири төвәнләп кәткәндә чәт әл пули сетивалидикән, нефит вә тәбиий газ киримлири көпәйгәндә болса, чәт әл пули сатидикән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
голландийәниң сайаһәт парахоти аланйаға кәлди
голландийәниң «остердам» намлиқ сайаһәт парахоти анталйа вилайитиниң аланйа наһийәсигә кәлди.