анталйа айродуруми тарихидики барлиқ рекортларни  бузуп ташлиди

анталйа айродурумида һәм нөвәтчи айропилан, һәм йолучилар сани җәһәттә тарихтики барлиқ рекортлар бузуп ташланди.

2020947
анталйа айродуруми тарихидики барлиқ рекортларни  бузуп ташлиди

түркийә авази радйоси хәвири: сайаһәтчилик давамлишиватқан анталйада һава қатнишидиму зичлиқ көрүлмәктә.

анталйа валийси әрсин йазичи иҗтимаий алақә торида шәнбә күни айродурумидики нөвәтчи айропилан вә йолучилар санини һәмбәһирлиди.

айродурумда бу һәптә икки рекортниң бирақла бузулғанлиқини байан қилған йазичи дөләт ичи линийәсидә 127, хәлқара линийәсидә 1063 болуп, җәмий 1190 айропиланниң учқанлиқини билдүрди.

у айродурумниң әң көп йолучи саниға йәткәнликини байан қилип, дөләт ичи линийәсидә 20 миң 795, хәлқара линийәдә 194 миң 124 болуп, җәмий 214 миң 919 йолучиға мулазимәт қилинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر