кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчиләр сани күнсери ашмақта

бу йилниң алдинқи йәттә ейида түркийәниң әң муһим сайаһәт мәркәзлириниң бири болған кападокйа районидики музей вә харабиләрни 2 милйондин артуқ сайаһәтчи зийарәт қилди.

2020587
кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчиләр сани күнсери ашмақта
kapadokya.jpg
kapadokya-balon.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: нәвшәһир валийлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, б д т пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргән кападокйадики музей вә харабиләрниң дөләт ичи вә сиртидин кәлгән сайаһәтчиләрни қарши еливатқанлиқини билдүрди.

пәри турхунлири вә тәбиий таш шәкиллири билән қапланған мәнзириси, тарихи, тәбиий вә мәдәнийәт байлиқлири билән кишиләрниң диққитини тартиватқан кападокйани, 1- айдин 7- айғичә болған арилиқта 2 милйон 356 миң 49 адәм зийарәт қилди.

бу җәрйанда гөрәмә очуқ һава музейи 1 милйон 4 миң 666 зийарәтчи билән тизимликниң алдинқи қатаридин орун алған болса, зәлвә харабиси 943 миң 669 адәм билән иккинчи, қаймақли йәр асти шәһири 502 миң 137 сайаһәтчи билән үчинчи қатардин орун алди.

райондики музей вә харабиләрни өткән йилниң охшаш мәзгилдә 1 милйон 892 миң 112, 2021- йилиниң охшаш мәзгилидә 854 миң 449 дөләт ичи вә сиртидин кәлгән сайаһәтчиләр зийарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر