җәвдәт йилмаз билән мәһмәт шимшәк әрәб бирләшмә хәлипикидә зийарәттә болди

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз билән малийә вә хәзинә ишлири министири мәһмәт шимшәк әрәб бирләшмә хәлипиликигә йетип барди.

2002853
җәвдәт йилмаз билән мәһмәт шимшәк әрәб бирләшмә хәлипикидә зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз билән малийә вә хәзинә ишлири министири мәһмәт шимшәк җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әрәб бирләшмә хәлипилики зийаритидин илгири хизмәт зийаритидә болуш үчүн пайтәхт әбузәбигә йетип барди.

муавин җумһур рәис йилмаз билән шимшәк әбузәби хәлқара айродромида әрәб бирләшмә хәлипилики әдлийә министири абдуллаһ бин султан бин әввад әлнуәйми, түркийәниң әбузәбидә турушлуқ баш әлчиси тугай тунчәр вә башқа мунасивәтлик әмәлдарлар тәрипидин қарши елинди.

бир йүрүш һәйәтләр ара учришишларни өткүзидиған йилмаз билән шимшәк, ахирида әрәб бирләшмә хәлипилики рәиси муһәммәд бин зайид ал нәһйан билән көрүшүп, икки дөләт оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлири тоғрисида сөзлишиду؛ учришишқа әрәб бирләшмә хәлипилики муавин рәиси шәйх мәнсур бин зайид ал нәһйанму иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر