һафизә гайә әркан түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинләнди

доктор һафизә гайә әркан түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинләнди.

1997413
һафизә гайә әркан түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қарарнамә елан қилип, доктор һафизә гайә әрканни түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинлиди؛ шундақ қилип, һафизә гайә әркан түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинләнгән тунҗи айал болуп қалди.

җумһур рәис әрдоғанниң һафизә гайә әрканниң түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң башлиқлиқиға тәйинләнгәнлики тоғрисидики қарари рәсмий гезиттә елан қилинди.

рәсмий гезиттә елан қилинған йәнә бир қарарға асасланғанда, мәркизи банкисиниң сабиқ башлиқи пирофессор доктор шаһап кавҗиоғлу банкиларни башқуруш вә назарәтчилик оргининиң рәисликигә тәйинләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر