иранлиқ сайаһәтчиләр ванға сәл болуп ақти

өз дөлитидики 3 күнлүк рәсмий дәм елиш пурситидин пайдиланмақчи болған иранлиқ сайаһәтчиләр ванға йетип кәлди.

1994989
иранлиқ сайаһәтчиләр ванға сәл болуп ақти

түркийә авази радйоси хәвири: ванда меһманханиларниң толуп кетиш  нисбити йуқири чәккә йәтти вә  коча мәһәллиләр  иранлиқлар билән толди.

һаварайиниң иссишиға әгишип, күндүзи шәһәрниң тарихий вә сайаһәт орунлирини зийарәт қиливатқан иранлиқ сайаһәтчиләр вақитлириниң  бир қисимини  мал сетивелишқа сәрп қилмақта.

иранлиқлар кәчтә көңүл ечиш мәркәзлиригә йүгүрүп дәм елиштин һузурланмақта.

ванни вә ван хәлқини йахши көридиғанлиқини байан қилған иран сайаһәтчилири бу шәһәрни иранға йеқин вә әрзан болғанлиқи үчүн йахши көридиғанлиқини билдүрүшмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر