түркийәниң иқтисади көрүнәрлик дәриҗидә ашти

түркийәниң иқтисади бу йил биринчи пәсилдә % 4 ашти.

1993483
түркийәниң иқтисади көрүнәрлик дәриҗидә ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини түркийәниң бу йилниң биринчи пәсилдики (1-айдин 3-айғичә болған мәзгилдики) ички ишләпчиқириш омумий қиммити  нәтиҗилирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, түркийәниң 2023-йили биринчи пәсилдики ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң зәнҗирсиман һәҗим көрсәткүчи алдинқи йилиниң охшаш пәслидикигә селиштурғанда% 4 ашқан.

шуниң билән, 2020 – йилиниң иккинчи пәсилгә кәлгәндә, «ковид – 19» йуқумиға тақабил туруш тәдбирлири йолға қойулушқа башланғандин буйан түркийәниң иқтисади арқимуарқа уда 11 пәсил ашқан.

бу йил биринчи пәсилдә, 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитиниң тәсиригә қаримай,   түркийәниң иқтисадииниң % 4 лик ешиши диққәт қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر