иранлиқ сайаһәтчиләр норуз байрими тәтили үчүн һәммидин бәк түркийәни таллиди

иран дөләт ичи сайаһәтни тәрәққий қилдуруш директори мустафа фатими иранлиқларниң норуз байрими дәм елиши үчүн әң көп  түркийәни таллиғанлиқини билдүрди.

1983669
иранлиқ сайаһәтчиләр норуз байрими тәтили үчүн һәммидин бәк түркийәни таллиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ниң хәвәр қилишичә, мустафа фатими норуз байриминиң санлиқ мәлуматлирини һәмбәһирлигән.

мустафа фатими бу йиллиқ (2023) норуз байрими тәтилидә чеградин чиқиш нисбитиниң башқа йилларға селиштурғанда йуқири өрлигәнликини тәкитләп, «бу йил норуз байрими дәм елиши мәзгилидә һава йоли арқилиқ сәпәргә чиққанларниң сани 350 миңға йәтти. қуруқлуқ билән чәт әлләргә сайаһәткә чиққанларниң сани 870 миң болди. чегра еғизлиридин кәлгән учурларға асасланғанда, түркийә норуз байрими мәзгилидә әң көп зийарәт қилинған дөләт болди» дегән.

иран календариға асасән 21- мартта йеңи йилниң башлиниши билән тәң, иранда норуз байрими мәзгилидә икки һәптилик дәм елиш башлиниду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر