америка мәркизий банкаси 10-қетим өсүм өстүрди

америка мәркизий банкаси (Fed) сийасәт өсүм нисбитини 25 номур өстүрүп, 16 йилдин буйанқи әң йуқири сәвийә болған %5.25 кә чиқарди.

1982570
америка мәркизий банкаси 10-қетим өсүм өстүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий банкаси байанат елан қилип, өсүм нисбитини өстүрүш қарариниң бирдәк мақулланғанлиқини билдүрди.

байанатта, федератсийә очуқ базар комитети (FOMC) ниң узун муддәт ичидә әң йуқири ишқа орунлишиш вә пул пахаллиқини %2 кә чүшүрүшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләп, бу нишанни әмәлгә ашуруш үчүн өсүм нисбитини %5.25 кә чиқиришниң қарар қилинғанлиқи қәйт қилинди.

өткән йили (2022) 3-айдин башлап 10-қетимлиқ өсүм өстүрүшни әмәлгә ашурған америка мәркизий банкаси, өсүм нисбитини җәмий 500 номур өстүргән болди.

америкадики пул пахаллиқи алдинқи йили 6-айда йиллиқи %9 болған вә бу 1981-йилдин буйанқи әң йуқири сәвийәни көргәндин кейин, бу йил (2023) %5 болған иди.

америка мәркизий банкасиниң башлиқи җером павел (Jerome Powell) ахбарат елан қилиш йиғинида, пул пахаллиқиниң %2 болған узун муддәтлик нишанидин хели йуқири болуватқанлиқини билдүрүп, бу нишанни әмәлгә ашурушқа бир аз вақит кетидиғанлиқини әскәртти.

у шуниң үчүн өсүмни чүшүрүшниң мувапиқ әмәсликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر