сәуди әрәбистан ембарголарға наразилиқини билдүрди

сәуди әрәбистан енергийә вәзири абдуләзиз бин сәлман «ембарголар сәвәбидин енергийә билән тәминләшниң үзүлүп қелишидин» әндишә қиливатқанлиқлирини билдүрди.

1942317
сәуди әрәбистан ембарголарға наразилиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан енергийә вәзири абдуләзиз бин сәлман хәлқара енергийә иқтисадий җәмийити пайтәхт рийадта өткүзгән муһакимә йиғинда, «енергийә еқишиға тосқунлуқ қилған ембарголарниң» енергийә базириға көрситидиған тәсирлири тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, «ембарголар, җазалар вә енергийә саһәсигә қаритилған ембарголар» дунйада енергийә билән тәминләшниң үзүлүп қелишиға сәвәб болуши мумкинлики тоғрисида агаһландурди.

у ембарголарниң пассип тәсирини көрситип: «әң еһтийаҗлиқ болған вақитта, барлиқ саһәләрдики енергийә билән тәминләшниң үзүлүп қелиши» дин әнсирәйдиғанлиқлирини билдүрди, әмма қайси ембарголарни көздә тутуватқанлиқи тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмиди.

у йәршари енергийә базарлириниң нефит експорт қилидиған дөләтләр-опектин башқа (OPEC) бәзи нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрдин тәркиб тапқан «+ OPEC» гурупписиға ишиниши керәкликини оттуриға қойди.

у мундақ деди:

«чүнки биз сийасий мәсилиләргә арилашмаймиз, қарарлиримиз техникилиққа игә. мән хаталашқан болушумни үмид қилимән, бирақ бүгүн йүз бәргән ишлар енергийә билән тәминләш йетишмәсликни кәлтүрүп чиқириши мумкин.»

йавропа иттипақи ийунда (2022) қобул қилған русийәдин деңиз арқилиқ тошулидиған дизел вә суйуқ йеқилғу қатарлиқ һәр хил нефит мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләш, бу мәһсулатларға йуқири баһа чеки бәлгиләш, түнүгүндин (2023-йили 5-феврал) башлап иҗра қилинди.

буниңға асасән, йавропа иттипақи дөләтлири русийәдин дизел вә суйуқ йеқилғу қатарлиқ һәр хил нефит мәһсулатлирини сетивалмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر