булғарийә сайаһәтчиликтә түркийә алдин әһмийәт бериду

булғарийә сайаһәт министири илин димитров түркийәниң булғарийәниң сайаһәтчиликтә алдин әһмийәт беридиған шерики икәнликини ейтти.

1938550
булғарийә сайаһәтчиликтә түркийә алдин әһмийәт бериду

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийә сайаһәт министири илин димитров «инвест булғарийә агентлиқи» тәрипидин истанбулда өткүзүлгән «хәлқара сода-санаәт вә селинма мунбири» гә қатнишип сөз қилди.

у: «түркийә, булғарийәниң сайаһәтчилик саһәсидә алдин әһмийәт беридиған шерик дөлити. биз түрлүк қийинчилиқлар болсиму, икки тәрәп мунасивәтлириниң әһмийитини техиму конкрет һалға әкилимиз» деди.

у булғарийә-түркийә арилашма сайаһәт комитетиниң 4-қетимлиқ йиғинини икки һәптидин кейин йәнә истанбулда өткүзидиғанлиқлирини билдүрүп: «түркийә йеқинқи йилларда булғарийәгә кәлгән сайаһәтчиләр санида үчинчи орунда турмақта. бу рәқәмләр базарниң наһайити динамик икәнликини көрситип бериду. буниңда, муһим тәрәққийат йошурун күчиниң барлиқиға диққәт қилиш наһайити муһим әһмийәткә игә» деди.

у февралдин (2023) тартип булғарийәниң түркийәдә турушлуқ сайаһәт мәслиһәтчиси болидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر