дунйада сайаһәтчиләрниң сани пәвқуладдә ешишқа башлиди

дунйада 2022 - йили сайаһәтчиләрниң сани 900 милйондин ешип, ковид-19 йуқумидин илгирикигә селиштурғанда %63 йуқири өрлиди.

1934342
дунйада сайаһәтчиләрниң сани пәвқуладдә ешишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий ишханиси испанийәниң пайтәхти мадридқа җайлашқан б д т дунйа сайаһәт тәшкилати  2022 - йиллиқ сайаһәт санлиқ мәлуматлирини елан қилди.

доклатта, дунйаниң һәр қайси районлиридики сайаһәтчиләрсаниниң көпәйгәнлики, тәхминән 1.5 милйардқа йетип рекорт йаратқанлиқи, 2019 - йилидики дунйа сайаһәтчиләр саниға селиштурғанда, 2022 - йили 900 милйонға өрләп, йуқумдин кейинки әслигә келиш нисбитиниң %63 кә йәткәнлики билдүрүлди.

йуқумдин илгирики %83 кә йәткән оттура шәрқ сайаһәтчиликиниң болса, 2019 - йилидики санға әң көп йеқинлашқан район болғанлиқи билдүрүлди.

бултур(2022) йавропа әң көп сайаһәтчи кәлгән район болған болуп, йуқумдин илгирикигә селиштурғанда сайаһәтчиләрниң нисбити %80 өрлиди.

бу нисбәт африқа вә америка қитәсидә %65, асийа вә тинч окйан районида %23 болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر