хәлқара пул фонди тәшкилати: 2023 - йили дунйа иқтисадиға нисбәтән қийин бир йил болиду

хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) директори кристалина георгийева, 2023-йилиниң дунйа иқтисадиниң көп қисми үчүн қийин бир йил болидиғанлиқини ейтип агаһландурди.

1926434
хәлқара пул фонди тәшкилати: 2023 - йили дунйа иқтисадиға нисбәтән қийин бир йил болиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати директори киристалина георгийева, CBS қанилиниң дунйа иқтисадиға мунасивәтлик соаллириға җаваб бәрди؛ у, хәлқара пул фонди тәшкилатиниң 2023-йили иқтисадниң чекинидиғанлиқи тоғрисидики мөлчәригә мунасивәтлик бир соалға: «бу йил дунйа иқтисадиниң көп қисмиға нисбәтән, арқимизда қалдурған йилға қариғанда техиму қийин бир йил болиду» дәп җаваб бәрди вә бундақ болушидики сәвәбниң америка, йавропа иттипақи вә хитай қатарлиқ үч чоң иқтисадий гәвдиниң иқтисадидики астилашни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини ейтти.

георгийева, америка иқтисадниң әң тайинишчан иқтисад икәнликигә ишарәт қилип, йавропа иттипақиниң украина урушиниң еғир тәсиригә учриғанлиқини, шуңа бу йил йавропа иттипақи дөләтлириниң йеримида иқтисадий чекиниш көрүлидиғанлиқиниң тәхмин қилиниватқанлиқини билдүрди.

у бу йилниң хитай иқтисади үчүнму мүшкүл бир йил болидиғанлиқини тилға елип: «хитай иқтисади бу йил техиму астилайду» деди.

у, гүллиниватқан иқтисадий гәвдиләргә нәәр селинғинида, өсүм нисбитиниң йуқири болуши вә долларниң қиммитиниң өрлиши түпәйли әһвалниң техиму «қорқунчлуқ» икәнликини оттуриға қойуп: «биз дунйа иқтисадиниң үчтин бириниң чекиниш басқучиға киридиғанлиқини мөлчәрләватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

георгийева хитайдики йуқумниң қисқа вақит ичидә бирдинла көпийип кетишиниң дунйа иқтисадиға нисбәтән шум хәвәр икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر