нурәттин нәбати ислам тәрәққийат банкисиниң башлиқи билән көрүшти

хәзинә вә малийә министири нурәттин нәбати ислам тәрәққийат банкасиниң башлиқи муһәммәд әл җасир билән көрүшти.

1911701
нурәттин нәбати ислам тәрәққийат банкисиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: хәзинә вә малийә министири нурәттин нәбати тивиттер һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, 28 – 29- нойабир күнлири истанбулниң саһибханлиқида өткүзүлидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати иқтисад вә сода һәмкарлиқ даимий комитетиниң 38 - нөвәтлик министирлар йиғини даирисидә, ислам тәрәққийат банкасиниң башлиқи муһәммәд әл җасир билән көрүшкәнликини билдүрди.  

министир нәбати учришишниң интайин үнүмлүк болғанлиқини тилға елип: «ислам тәрәққийат банкаси вә дөлитимиз оттурисидики қойуқ һәмкарлиқтин мәмнун болғанлиқимизни тилға алдуқ. буниңдин башқа йәнә, дөлитимизниң банкани қоллайдиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән учришишта, дөлитимизниң күчлүк иқтисади билән сунған мәбләғ селиш пурсәтлири тоғрисидиму музакирә өткүздуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر