түркийә авғуст ейида русийәгә әң көп мал експорт қилди

түркийәниң русийәгә болған експорти авғуст ейида (2022) 738 милйон 527 миң долларға йетип, тарихтики әң йуқири рекортни йаратти.

1877579
түркийә авғуст ейида русийәгә әң көп мал експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә 24-февралдин башлап давамлишиватқан русийә-украина уруши сәвәбидин йәр шари тәминләш зәнҗиридә көрүлгән қалаймиқанчилиқ вә һәрқайси дөләтләрниң русийә билән болған сода мунасивәтлириниң пассип тәсиригә қаримай, йолға қойған тәңпуңлуқ истратегийәси вә үнүмлүк ташқи сийасәт нәтиҗисидә, бу дөләт билән болған содисини үнүмлүк давамлаштурмақта.

түркийә експортчилар мәҗлисиниң санлиқ мәлуматлиридин елинған учурларға қариғанда, авғустта түркийәниң русийәгә қилған експорти тарихтики әң йуқири айлиқ рәқәмгә йәткән болуп, авғустта 738 милйон 527 миң доллар болған.

бу мәзгилдә түркийәниң русийәгә қилған екиспорти алдинқи йилниң (2021) охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %87.2 ашти. русийәниң түркийә експортидики үлүши %3.5 болди.шундақ қилип, русийә авғустта түркийә әң көп мал експорт қилған алтинчи дөләткә айланди.

түркийә әң көп мал експорт қилған бәш дөләтниң ичидә, германийә 1 милйард 504 милйон доллар билән биринчи, америка 1 милйард 308 милйон доллар билән иккинчи, әнглийә 1 милйард 40 милйон доллар билән үчинчи, ирақ 934 милйон 807 миң доллар билән төтинчи, италийә 819 милйон 286 миң доллар билән бәшинчи орунда турди.түркийәниң русийәгә қилған експортида, химийәлик маддилар вә мәһсулатлар әң көп алдинқи орунни турди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر