луфхансаниң учқучилири иш ташлашқа тәййарланди

германийә луфханса һава йоллири ширкитиниң (Lufthansa) учқучилири әтә (2022-йили 2-сентәбир) маашлириниң өстүрүлүшини тәләп қилип иш ташлайду.

1874556
луфхансаниң учқучилири иш ташлашқа тәййарланди

түркийә авази радийоси хәвири:германийә учқучилар уйушмиси веайнигоң кокпит (Vereinigung Cockpit) учқучиларниң иш ташлайдиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йавропадики әң чоң һава йоллири ширкити болған луфханса учқучилириниң«маашлириниң өстүрүлүши» ни тәләп қилип өткүзүлгән учришишларниң нәтиҗисиз айақлашқанлиқи, шуниң үчүн учқучиларға иш ташлаш чақириқиниң қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, иш ташлашниң 2-сентәбир (2022) шу йәр вақти 00.01 дин 23.59 өткичә болидиғанлиқи әскәртилди.

учқучилар уйушмиси иш ташлаш арқилиқ луфханса учқучилириниң маашлириниң өстүрүлүши үчүн йеңи бәлгилимә чиқирилишини нишан қиливатқан болуп, бу йил (2022) үчүн учқучилар маашиниң %5.5 өстүрүлүшини, келәр йилдин башлап аптоматик һалда пул пахаллиқи сәвийәсидә болушини тәләп қилмақта.

вухән вируси (Kovid-19) мәзгилидә тохтап қелиш нуқтисиға кәлгән луфхансаниң қайтидин тез әслигә келишни баштин кәчүрүватқан пәйтләрдә, хизмәтчиләрниң йетишмәслик мәсилиси вә иш ташлаш һәрикәтлиригә дуч келиши алаһидә диққәт тартмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر