истанбул май ейида чәт әллик сайаһәтчиләрни күтүвилишта рекорт йаратти

истанбул май ейида 1 милйон 402 миң 366 чәт әллик сайаһәтчини күтүвелип, йеқинқи 33 ай ичидики әң йуқири сайаһәтчи күтүвелиш рекорти йаратти.

1849708
истанбул май ейида чәт әллик сайаһәтчиләрни күтүвилишта рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул вилайәтлик күлтүр вә сайаһәт идарисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бу йилниң алдинқи бәш ейида шәһәрни зийарәт қилған чәт әллик сайаһәтчиләрниң сани 5 милйон 284 миң 714 кә йәткән. май ейидила 1 милйон 402 миң 366 киши истанбулни зийарәт қилған.

истанбулға кәлгән чәт әлликләр ичидә германийәликәр 115 миң 635 сайаһәтчи билән биринчи орунға өткән.

германийәликләрдин қалсила рәт бойичә 98 миң 751 сайаһәтчи билән иранлиқлар иккинчи, 92 миң 455 сайаһәтчи билән русийәликләр үчинчи, 70 миң 733 сайаһәтчи билән америкалиқлар төтинчи, 65 миң 243 сайаһәтчи билән әнгилийәликләрбәшинчи, 57 миң 824 сайаһәтчи билән фирансийәликләр алтинчи, 46 миң 755 сайаһәтчи билән исраилийәликләр йәттинчи, 34 миң 816 сайаһәтчи билән ирақлиқлар сәккизинчи, 34 миң 777 сайаһәтчи билән голландийәликләр тоққузинчи вә 32 миң 204 сайаһәтчи билән өзбекистанлиқлар 1онинчи болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر