дунйа банкаси украинаға қилинидиған илавә йардәмни тәстиқлиди

дунйа банкаси украина үчүн 1.49 милйард долларлиқ илавә иқтисадий йардәмни тәстиқлиғанлиқини билдүрди.

1839948
дунйа банкаси украинаға қилинидиған илавә йардәмни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа банкаси украина үчүн илавә иқтисадий йардәм пиланиниң тәстиқланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йеңи иқтисадий йардәмниң, дунйа банкаси дәрһал әмәлийләштүргән 4 милйардтин артуқ йардәм пиланиниң бир парчиси икәнлики қәйт қилинди.

байанатта, дунйа банкаси иҗра директорлири кеңишиниң украинадики дөләт хираҗәтлирини қоллаш мәқситидә, украина үчүн 1.49 милйард долларлиқ илавә иқтисадий йардәмниң тәстиқланғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, илавә иқтисадий йардәмниң һөкүмәт вә иҗтимаий хизмәт хадимлириниң маашини тарқитишқа ишлитилидиғанлиқи әскәртилди.

дунйа банкасиниң башлиқи давид малпасниң пикирлиригә орун берилгән байанатта, дунйа банкаси гуруһиниң 24-феврал башланған вә һазирғичә давамлишиватқан урушта, украина вә хәлқини изчил йардәм қилинғанлиқи тәкитләнди.

байанатта билдүрүлишичә, дунйа банкасиниң башлиқи давид малпас: «иқтисадий йардәмни әмәлийләштүрүш вә украиналиқларниң сәһийә хизмәтлиригә, маарипиға вә иҗтимаий қоғдашқа йардәм қилиш мәқситидә охшимиған пул-муамилә аппаратлиримизниң иластикилиқидин пайдилиниш үчүн ианә қилған дөләтләр билән бирликтә тиришчанлиқ көрситиватимиз» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر