елон маск твиттерни сетивелишни тәклип қилди

америка токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи ширкәт тесла (Tesla) ниң баш иҗраийә әмәлдари елон маск (Elon Musk) твиттерни 41 милйард долларға сетивелишни тәклип қилди.

1812466
елон маск твиттерни сетивелишни тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: буниңдин илгири твиттерниң %9.2 лик пейини сетивалған елон маск, америка өй-земин вә аксийә сода комитети (SEC) ға әвәткән мәктубида, твиттерниң һәммисини сетивелиш үчүн һәрбир пайчәккә 54.2 доллар тәклип қилғанлиқини билдүрди. буниң билән, ширкәтниң җәмий қиммити тәхминән 41 милйардқа тоғра кәлди. нәтиҗидә, 13-апрел (2022) твиттер пайчәклири %12 өрләп, 44.48 долларға чиқти.

елон маск твиттер мудирийитиниң башлиқи брет тайлор (Bret Taylor) ға әвәткән мәктубида, твитетрдин пайчәк сетивалғандин буйан ширкәтниң һазирқи һалитидә тәрәққий қилмайдиғанлиқини әскәртип: «твиттерни алаһидә ширкәт қилип өзгәртиш керәк» деди.

у сетивелиш тәклипиниң «әң йахши» вә «ахирқи тәклип» икәнликини билдүрүп: «қобул қилинмиса, твиттерниң пайчики болуш сүпитим билән мәсилини қайтидин көздин күчүрүшүм керәк» деди.

елон маскниң твитетрда 80 милйондин артуқ әгәшкүчиси бар болуп, униң 260 милйард доллардин артуқ мал-мүлки бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر