бағдатни мосулға туташтуридиған төмүр йол линийәсини түркийәгичә узартиш лайиһәси башланди

ирақ қатнаш министири насир бәндәр, бағдатни мосулға туташтуридиған төмүр йол линийәсини түркийәгичә узартиш лайиһәсиниң  башланғанлиқини елан қилди.

1549010
бағдатни мосулға туташтуридиған төмүр йол линийәсини түркийәгичә узартиш лайиһәси башланди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири:  ирақ қатнаш министири насир бәндәр ирақ агентлиқи «INA» ға бәргән байанатида, бағдатни мосулға туташтуридиған төмүр йол линийәсиниң ремонт қилиш вә түркийәгичә узартиш лайиһәсиниң тунҗи башқучлуқ хизмәтлириниң башланғанлиқини билдүрди.

мосул валийси нәҗим әл җубури 20 - сентәбирдә елан қилған байанатида, мосул вилайитидин түркийә чегрисиғичә заманиви төмүр йол линийәси йасилидиғанлиқини ейтқан иди.

түркийә билән ирақ оттурисидики сода вә кирип - чиқишлар үчүн омумән һабур-ибраһим хәлил чегра еғизи ишлитилип кәлмәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر