нәвшәһирдә нойабир ейидиму сайаһәтчиләр кәм болмиди

нойабир ейи (2020) да нәвшәһирдики пәри турхунлири, тәбиий қийалиқлар, қийалиқларға йасалған тарихий черкав, йәр асти шәһәрлири вә дунйаға даңлиқ кападокйа районидики музейларни 87 миң 700 сайаһәтчи зийарәт қилди.

1541642
нәвшәһирдә нойабир ейидиму сайаһәтчиләр кәм болмиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираси тизимликидики тарихий, мәдәнийәт вә тәбиий гүзүлликлиридин башқа газ шари сайаһити қатарлиқ охшимиған сайаһәт паалийәтлири билән сайаһәтчиләрни җәлп қилидиған районда, йәрлик вә чәт әллик болуп миңларчә зийарәтчи күтүвелинди.

нәвшиһир мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң мәлуматлирида көрситилишичә, райондики музейи вә сайаһәт нуқтилириға 87 миң 700 сайаһәтчи кәлгән болуп, зәлвә өрәнни 25 миң 745 вә гөрәмә үсти очуқ музейини 23 миң 709, каймакли йәр асти шәһирини 12 миң 775 киши зийарәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر