германийә: түркийә билән болған һәмкарлиқ пурсәтлиримиз адәттин ташқири дәриҗидә йахши

германийә иқтисадий вә енергийә ишлири муавин министири томас бареис түркийә билән германийә оттурисидики енергийә, қатнаш вә сайаһәт саһәсидики һәмкарлиқ пурсәтлириниң адәттин ташқири дәриҗидә йахши икәнликини ейтти.

1217102
германийә: түркийә билән болған һәмкарлиқ пурсәтлиримиз адәттин ташқири дәриҗидә йахши

түркийә авази радийоси хәвири: германийә иқтисадий вә енергийә ишлири муавин министири томас бареисниң түркийә зийарити тоғрулуқ елан қилинған йазма байанатта, бариесниң пайтәхт әнқәрәдә түркийә даирилири билән түрлүк учришишларни елип барғанлиқи, зийарәтниң асаслиқ күнтәртип маддисини, түркийәдики герман ширкәтлири үчүн мәбләғ селиш пурсәтлири, болупму төмүр йоли саһәсидә ул әслиһә қурулушлириниң даирисини кеңәйтиш мәсилисидә һәмкарлиқ имканийәтлириниң тәшкил қилғанлиқи қәйт қилинди.

томас бареисниң, «түркийә – германийә енергийә мунбири» да германийә намидин паалийәтләрни елп барғанлиқи әскәртилгән байанатта, зийарәт җәрйанидики учришишларда, енергийә саһәсидики һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш вә сиҗил енергийә лайиһәлири һәққидә сөһбәт өткүзүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, бареисниң германийә иқтисадий вә енергийә ишлири министири петер алтмаерниң, түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзни 2019 – йили 23 – өктәбир күни германийәниң пайтәхти берлинда чақирилидиған, «3 – нөвәтлик түркийә – германийә енергийә мунбири» йиғиниға тәклип қилғанлиқи тәкитләнди.

германийә һөкүмитиниң сайаһәт ишлири мәсули сүпитидиму вәзипә өтәватқан бареисниң әнқәрәдә, икки дөләт оттурисидики сайаһәт мәсилиси тоғрилиқму музакириләрни елип барғанлиқи билдүрүлгән байанатта, кәлгүси сайаһәт мәвсумида икки дөләт мунасивәтлирини техиму тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, зийарити җәрйанидики учришишлириниң, түркийә даирилириниң германийә вә герман ширкәтлири билән һәмкарлиқ орнитишқа қанчилик дәриҗидә әһмийәт берип келиватқанлиқиниң әң рошән намайәндиси икәнликини әскәрткән бареисниң, «түркийә билән германийә оттурисидики енергийә, қатнаш вә сайаһәт саһәсидики һәмкарлиқ пурсәтлири адәттин ташқири дәриҗидә йахши, шу вәҗидин, түркийә билән учур – алақини техиму қойуқлаштурушни халаймиз» дегән сөзлири нәқил кәлтүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر