америкиниң даңлиқ аптомобил ширкити 18 миң кишини иштин бошитиду

америка қошма иштатлириниң дунйаға даңлиқ аптомобил ширкити (General Motors ) ишләпчиқириш чиқимлирини азайтиш үчүн шималий америка дөләтлиридики 18 миң хизмәтчи – хадимиға төләм пули бериш бәдилигә иштин бошитиш тәклипи сунди.

1079654
америкиниң даңлиқ аптомобил ширкити 18 миң кишини иштин бошитиду

түркийә авази радийоси хәвири: ширкәт тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, америка қошма иштатлири, канада вә мексикида сетиш, херидар чақириш вә  мәмурий мулазимәт бөлүмлиридә вәзипә өтәватқан вә вәзипә өтәватқиниға 12 йил вә униңдинму көпрәк болған 18 миң маашлиқ хизмәтчи – хадимиға төләм пули бериш бәдилигә иштин бошитиш тәклипи сунулған.

мәлуматларға қариғанда, ширкәт төләм пулиниң шәрти һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән болуп, бу һәқтики қәдәм, ширкәтниң 2018 – йилниң 3 – чарикидә кириминиң  2.5 милйард долларға йәткәнликини уқтурғандин кейин ташланған.

байанатта қәйт қилинишичә, ширкәт наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқан бир пәйттә, 18 миң хизмәтчи – хадимини иштин бошитиш тоғрулуқ қарар чиқирилишида,  «иқтисадий әһвал йахши кетиватқан мәзгилдә чиқимни азайтиш техиму ақиланилик болиду»  тәриқисидики қараш муһим рол ойниған.

мутәхәссисләр, «америка қошма иштатлири билән хитайдики аптомобил сетиш ишлириниң астилап кетиши вә трамп һөкүмитиниң алйумин мәһсулатлириға қошумчә таможна беҗи қойуши сәвәбидин барғансери ешиватқан ишләпчиқириш чиқимлири йеқинқи мәзгилдә аптомобил санаити саһәсини қийинчилиқққа дучар қилиду» дәп қарайдикән.

(General Motors ) ширкитиниң америка қошма иштатлири, канада вә мексикида тәхминән 50 миң маашлиқ хизмәтчи – хадими бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر