көк алмас 6 милйон 700 миң долларға сетилди

йеқинқи 300 йилдин буйан йавропаниң есил җәмәтлириниң өйлиридә сақлинип келиватқан көк алмас, шивейитсарийәниң пайтәхти җәнәвәдә өткүзүлгән талаштуруп сетиш паалийити җәрйанида 6 милйон 700 миң долларға сетилди.

972568
көк алмас 6 милйон 700 миң долларға сетилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: сотебайс талаштуруп сетиш өйидә базарға селинған көкалмас әслидә испанийә падишаһи 5филап 1715йили той қилғанда, айалиға той созға қилған алмас иди.

300 йил бойичә испанийә, фирансийә, италийә вә австерийәдики нурғунлиған есилзадиләрниң қолидин қолиға өтүп турған 6.1 кират еғирлиқтики бу көк алмас, ахири 6 милйон 700 миң долларға сетилди. лекин кимниң алғанлиқи һәққидә мәлумат берилмиди.

алмасниң һиндистандики голконда канидин чиқирилғанлқи мәлум.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر