дунйаниң әң чоң ақ алмаси базарға селинди

әнглийәниң пайтәхти лондонда базарға селинған дунйаниң әң чоң вә әң силиқ ақ алмасини 33 милйон долларға сетивалидиған херидар чиқиши күтүлмәктә.

907247
дунйаниң әң чоң ақ алмаси базарға селинди

түркийә авази радийоси хәвири: сотебайс баһа талаштуруп сетиш өйи тәрипидин елан қилинған байанатта, 102,34 каратлиқ йумилақ ақ алмасни 33 милйон долларға сетивалидиған херидар чиқиду, дәп мөлчәрлиниватқанлиқи билдүрүлди.

баһа талаштуруп сетиш өйи хадимлиридин патти воң, лондондики шөбисидә херидарларға көрситилгән алмасни «100 каратлиқ кәм – көтисизлик абидиси» дәп тәриплиди.

чоңлуқи вә шәкли билән көзләрни қамаштуридиған ақ алмас африқа қитәсиниң җәнубиға җайлашқан деңиз қирғиқидики қуруқлуқ дөлити ботсванадики бир кандин чиқирилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر