«тинчлиқ алмиси» 6 милйон 500 миң долларға сетилди

алмастин қолға кәлгән киримниң йерими алмас тепилған корйарду йезисиниң тәрәққийат лайиһәлиригә ишлитилиду.

861361
«тинчлиқ алмиси» 6 милйон 500 миң долларға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африфа дөлити серралеонға тәвә дунйа бойичә әң чоң тәййар алмаслардин бирси һесаблинидиған 709 крат еғирлиқтики «тинчлиқ алмиси» 6 милйон 500 миң долларға сетилди.

нийуйоркта серралеон һөкүмити тәрипидин дөлитидики намратларға йардәм қилиш вә тәрәққийат лайиһәлирини ишқа ашуруш мәқситидә өткүзүлгән талаштуруп сетиш паилийитидә мәзкур алмасни әнглийәниң атақлиқ зибу - зиннәт маркиси «Graff Diamonds» ширкитиниң башлиқи луренс гираф сетивалди.

алмастин қолға кәлгән киримниң йерими серралеонниң шәрқидики алмас тепилған корйарду йезисини пакиз су, електир вә маарип хизмәтлири билән тәминләш лайиһәлиригә ишлитилдиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر