герман сайаһәтчиләр түркийәгә сәлдәк ақиду

германийә федерал сайаһәт бирликиниң башлиқи майкел френзел түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида ешиш көрүлидиғанлиқини тәхмин қиливатқанлиқлирини ейтти.

833468
герман сайаһәтчиләр түркийәгә сәлдәк ақиду

түркийә авази радийоси хәвири: френзел  бу һәқтә тохталғанда, мундақ деди: «герман сайаһәтчиләрниң алдин беләт заказ қилиш ишлири германийәдин түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида адәттин ташқири дәриҗидә ешиш көрүлидиғанлиқини көрситиду. җүмлидин 2018 – йили түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида % 15 – 20  ешиш көрүлүши мумкин. дәрвәқә, түркийәниң сайаһәтчилик ишлирида әла мулазимәт һәмишә әң йуқири өлчәм болуп, баһа – алә мулазимәт тәңпуңлуқиму сайаһәтчиләрни җәлп қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر