кувәйт ирақтин төләмниң орниға тәбиий газ елишни қарар қилди

кувәйтниң ирақтин алидиған уруш төлиминиң бир қисминиң орниға кувәйткә тәбиий газ експорт қилиш тәклипини мақуллиғанлиқи билдүрүлди.

820162
кувәйт ирақтин төләмниң орниға тәбиий газ елишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт нефит, електир вә су ишлири министири исам әлмәрзуқ, германийә демократик җумһурийити (шәрқий германийә) билән федератип германийә җумһурийити (ғәрбий германийә)  бирләшкәнликиниң 27 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән кувәйтниң германийәдики әлчиханисида өткүзүлгән мурасимға иштирак қилди. у, мурасим җәрйанида байанат берип, «алидиған төләмниң бир қисиминиң орниға ирақтин тәбиий газ сетивелишни мақуллидуқ» деди.

мәрзуқ, тәрәпләрниң баһаға алақидар музакирилириниң давамлишиватқанлиқини билдүрүш биләнла купайилинип, мәсилигә алақидар башқа тәпсилатларни ашкарилимиди.

б д т  төләм комитети, 2013 – йили ирақниң 1990 – йилидики ишғал һәрикити җәрйанида бузғунчилиққа учриған кувәйткә 1 милйард 240 милйон доллар төләм төлиши тоғрисида қарар мақуллиғаниди.

һазирғичә ирақ кувәйткә 43 милйард 500 милйон доллар төләм төлигән болуп, кувәйт нефит оргининиң зийанлирини толдуруш мәқситидә йәнә 1 милйард 240 милйон доллар төләм төлиши қарар қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر