қиммәт баһалиқ алмас һалқа 51 милйон долларға сетилди

қиммәт баһалиқ алмас һалқилар шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики кимартуқ содиси орнида кимартуқ қилип 51 милйон долларға сетилди.

735069
қиммәт баһалиқ алмас һалқа 51 милйон долларға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: ким артуқ содиси орни тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, «аполло көк рәң» вә «артемис һал рәң» намидики 14.54 каратлиқ қиммәт баһалиқ алмас һалқилар кимартуқ қилип сетишта рекорт бузуп ташланған, җүмлидин «аполло көк рәң» намидики алмас һалқа 37.5 милйон долларға, «артемис һал рәң» намидики алмас һалқа 13.5 милйон долларға сетилған.

игилинишичә, алмас һалқиларни сетивалған сирлиқ кимартуқ содигири «аполло көк рәң» намидики алмас һалқини «хазан йапрақлириниң аниси», «артемис һал рәң» намидики алмас һалқини болса «хазан йапрақлириниң чүши» дәп атиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر