албайрак нур бәкри билән көрүшти

түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири хитай енергийә саһәсидикиләр билән көрүшүш үчүн хитайға йетип берип, нурбәкри билән көрүшти.

456816
албайрак нур бәкри билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрак түнүгүн (22 – март) йадро енергийәси вә йеңилинидиған енергийә саһәлиридә паалийәт қилиқватқан ширкәтләр билән көрүшүш үчүн хитайға йетип барди. у хитай дөләтлик енергийә идарисиниң башлиқи нур бәкри билән көрүшти.

у көрүшүштә, вәзиписини башлиғандин кейинки тунҗи чәт әл зийаритини хитайдин башлиғанлиқини әскәртип, түркийәниң җуғрапийәлик орни сәвәбидин енергийә саһәси үчүн муһим көврүклүк рол ойнайдиғанлиқини билдүрди. у түркийә иқтисадиниң 2002 – йилидин буйан төт һәссә тәрәққий қилғанлиқини, експортниңму төт һәссә ашқанлиқини қәйт қилди. у түркийә нишаниниң енергийә бихәтәрлики вә енергийә мәнбәлирини хилму хил қилиш икәнликини билдүрди. у дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 2015 – йилидики хитай зийарити билән техиму йеқинлашқан һәмкарлиқиниң, енергийә саһәсидә дөләт йаки ширкәтләр нуқтисидин болсун һәмкарлиқларни күчәйтишкә пайдилиқ болушини үмид қилидиғанлиқини қәйт қилди.

түркийәниң енергийә истратегийәси даирисидә, көмүр, йадро енергийәси вә йеңилинидиған енргийәгә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп: «хитай билән болған мунасивәтлиримизгә әһмийәт беримиз, селинма һәмкарлиқиға мәркәзлишимиз» деди.

хитай дөләтлик енергийә идарисиниң башлиқи нур бәкри түркийә – хитай мунасивәтлириниң узун тарихқа игә икәнликини әскәртти вә икки дөләт рәһбәрлириниң 2015 – йили қилған өзара зийарәтлири сайисидә муһим нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини ейтти.

министир албайрак әтә (24 – март) вейхәй шәһирини зийарәт қилғандин кейин шаңхәйгә бариду вә 25 – март дөлитимизгә қайтиду. у мухбирларниң соаллириға җаваб берип: «түркийә тез сүрәттә әң әрзан вә әң сүпәтлик енергийәгә еришиш үчүн йеңи моделларни тәрәққий қилдуруши лазим»деди. у түркийәниң көмүр, шама вә қуйаш енергйәси қатарлиқ көп хил енергийә байлиқлириниң мол икәнликини тәкитләп, електир ишләпчиқириш миқдариниң ашқанлиқини ейтти. у: «түркийәниң техиму електир завутлириға еһтийаҗи бар. електир енергийә күчимизни 10 йил ичидә 50 миң мегаватқа чиқиришимиз лазим. бу мәзгил ичидә 100 милйард долларлиқ мәбләғ күнтәртипкә келиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر