америкилиқ милйардер: путин даештинму чоң тәһдит

америкилиқ милйардер җорҗ сорос русийә пирезиденти владимир путинниң йавропа иттипақиға нисбәтән даештинму чоң тәһдит икәнликини ейтти.

431579
америкилиқ милйардер: путин даештинму чоң тәһдит

түркийә авази радийоси хәвири: сорос әнглийәдә чиқидиған «‹ Guardian› гезити» дә елан қилинған мақалисидә, ғәрб рәһбәрлирини русийә тоғрулуқ агаһландуруп вә тәнқид қилип мундақ деди: «ғәрб әллири путин рәһбәрликидики русийәни даешқа қарши урушта муһим бир иттипақдаш дөләт дәп қарап чоң хаталиқ өткүзди. һалбуки, путинниң нишани йавропаға сәлдәк еқиватқан сүрийәлик мусапирларниң йавропа иттипақиға тарқилишини қолға кәлтүрүштур. русийә баштила шундақ пилан түзгән, әмма йолға қоймиған, кейинчә ишқа ашурди. путин тактикилиқ пилан түзүшкә уста, лекин истиратегийәлик тәпәккур қилиш иқтидариға игә әмәс. униң сүрийәгә йавропадики мусапирлар киризисини еғирлаштуруш үчүн мудахилә қилғанлиқиға ишинишниң һечқандақ әһмийити йоқ, растини ейтқанда, униң сүрийәгә мудахилә қилиши истиратегийәлик хаталиқтур. бирақ путин йавропа иттипақиниң йимирилиш басқучини тезлитиш пиланини ишқа ашуралайдиғанлиқиға ишинип, һава һуҗуми елип беришқа башлиди, ортақ дүшмән даешқа қарши күрәш қилидиғанлиқини илгири сүрүп, әсли нийитини йошурди. украинадиму миниск келишимни имзалиған болсиму, бәлгилимилиригә хилап қилғаниди. сүрийәдиму шундақ қилди. америка билән йавропа иттипақи рәһбәрлири путинниң сөз – һәрикәтлириниң арқа пиланидики әсли муддиаси һәққидә ойлинишниң орниға униң сөзлиригә ишинип кәтти, нәтиҗидә путин рәһбәрликидики русийә билән йавропа иттипақи заман билән риқабәтлишиватиду. һазирқи мәсилә қайси тәрәпниң бурун йимирилишидур. русийә келәр йили иқтисадий җәһәттин вәйран болуши мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر