җумһур рәис әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидә рәсмий зийарәттә

түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған аридин тәхминән 10 йил өткәндин кейин, тунҗи қетим әрәб бирләшмә хәлипиликидә зийарәттә болмақта.

  әрдоғанниң әбузәбигә қилған бу зийаритиниң, әрәб бирләшмә хәлипилики билән сода, енергийә, бихәтәрлик вә районниң тинчлиқи қатарлиқ түрлүк саһәләрдики һәмкарлиқни күчәйтиштә муһим рол ойниши күтүлмәктә.