манчистер вәқәсидин кейин йавропа иттипақи дөләтлириниң байрақлири йерим чүшүрүлди

бирйусселдики йавропа парламент бинасиға есилған әнглийә билән йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң байрақлири манчистер вәқәсидин кейин йерим чүшүрүлди. йавропа иттипақи манчистердики адәм бомба һуҗумини әйибләп, терроризимға қарши күрәшләрдә әнглийә билән бир сәптә икәнлклирини билдүрди.