бирмадики бутханилар йәр тәврәшниң тәсиригә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: бирмада йүз бәргән шиддәтлик йәр тәврәштә әң аз дегәндә 185 бутхана зийанға учриди. бутханилардики диний йадикарлиқларниң булаң-талаңға учришиниң алдини елиш үчүн, баган райониға сақчи қисимлири әвәтилди. йәрлик хәлқ қалдуқ йәр тәврәш сәвәбидин биналарниң өрүлүп чүшүш хәтиригә қарши бутханилардин йирақ туруш тоғрисида агаһландурулди.