ирақ вә сүрийәдә 75 террорчи  бир тәрәп қилинди

ирақ вә сүрийәниң  шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилмәктә.

2129465
ирақ вә сүрийәдә 75 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң ирақ вә сүрийәниң шималий қисмини өз ичигә алған районларда давамлишиватқан зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 75 террорчи  бир тәрәп қилинди.

2024 – йили 1 – йанвардин буйан бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани ирақниң шималида 331, сүрийәниң  шималида 417 болуп, җәмий 748 гә йәтти.

терроризмға қарши күрәшниң кәскин давамлишишиға әгишип террорлуқ тәшкилатидин қечишму давамлашмақта.

ирақниң шималидики панаһлиниш саһәлиридин қачқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә бир террорчи,  4 – апрел күни һарбур чегра мудапиә тәкшүрүш понкитиға тәслим болди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи мәнбәлири тәрипидин ирақниң шималидики зәрбә бериш һәрикәтлири һәққидә елан қилинған байанатта: «террорчиларниң увилири бу йил йаз мәвсумида йәр билән йәксан қиливетилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر