ибраһим қалин сомали пирезиденти билән көрүшти

истихбарат идарисиниң башлиқи ибраһим қалин сомали пайтәхти муқдишу зийаритидә, пирезидент һәсән шәйх мәхмут тәрипидин һузурида қобул қилинди.

2134064
ибраһим қалин сомали пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сомали пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, түркийә истихбарат идарисиниң башлиқи ибраһим қалинниң муқдишуда пирезидент һәсән шәйх мәхмут, дөләтлик истихбарат вә бихәтәрлик агентлиқи (NISA) ниң башлиқи абдуллаһи мохамәд әли билән көрүшкәнликини билдүрди.

көрүшүштә, бихәтәрлик вә истихбарат саһәлиридә әшшабаб террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш, район муқимлиқини тәрәққий қилдуруш вә түркийә билән сомали оттурисидики истратегийәлик һәмкарлиқларни күчәйтиш мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

сомали пирезиденти һәсән шәйх мәхмут сомали һөкүмитиниң террорлуққа қарши күрәш қатарлиқ бихәтәрлик мәсилилиридә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларға алдин әһмийәт беридиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر