түркийә йавропа иттипақи башлиқлар йиғини қарарлири тоғрисида байанат елан қилди

әнқәрә түркийә-йавропа иттипақи мунасивитиниң илгирилишини қибрис мәсилиси билән мунасивәтләндүрүлүшиниң қәтий қобул қилинмайдиғанлиқини билдүрди.

2129498
түркийә йавропа иттипақи башлиқлар йиғини қарарлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи 17-18-апрел күнлири бирйусселда чақирилған йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири алаһидә йиғининиң нәтиҗиси һәққидә йазма байанат елан қилди.

белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән башлиқлар йиғинида мақулланған түркийәгә мунасивәтлик қарарларниң, йавропа иттипақиниң түркийә вә йәр шари тәрәққийатиға қарита истратегийәлик тәсәввуриниң йоқлуқиниң йеңи мисалини шәкилләндүргәнликигә ишарәт қилинған байанатта, йиғинниң ахирида, түркийә билән һәмкарлиқ орнитиш вә өзара нәп йәткүзүш мунасивитини илгири сүрүшниң йавропа иттипақиниң истратегийәлик мәнпәәтигә уйғун икәнликиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси, қошумчә ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел вә йавропа иттипақи комитети бирликтә тәййарлиған йавропа-түркийә мунасивитигә даир тәвсийәләрни чөридәп конкрет қарарларни чиқиралмаслиқиниң еғир тутруқсизлиқниң ипадиси икәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «биз түркийә-йавропа мунасивәтлириниң илгирилиши билән қибрис мәсилисини мунасивәтләштүрүлүшини һәргизму қобул қилмаймиз. көп йөнилишлик түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлирини қибрис мәсилисигә тарайтип қойидиған чүшәнчидин ваз кечиш керәк. бундақ тонуш нә қибрис мәсилисигә, нә район вә хәлқаралиқ мәсилиләргә бәрпачи төһпә қошалмайду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, кандидат дөләт түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мәсилисидики қәтий ирадисини сақлап келиватқанлиқи қәйт қилинип: «буниң билән бирликтә, биз мунасивәтлиримизниң муәййән саһәләр билән чәклинишини рәт қилимиз. йавропа иттипақи билән сөһбәтлиримизгә өзара һөрмәт қилиш асасида йавропа иттипақиниң алдимиздики мәзгилдә түркийәгә қарита ташлайдиған қәдәмлириниң сүрити, сәвийәси вә даирисигә қарап муамилә қилимиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر