хақан фидан голландийәдә зийарәттә болиду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан әтә голландийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2129437
хақан фидан голландийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир хақан фиданниң әтә голландийәгә берип, голландийәлик мәнсәпдиши хәнке бруйинс слот билән көрүшүп, түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш мусаписи, таможна иттипақини йеңилаш вә түркийә пуқралиридин визини кәчүрүм қилиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, министир фидан йәнә зийарити җәрйанида голландийәдики түрк җамаитиниң вәзийити вә илгири бу дөләттә йүз бәргән <қуран кәрим>гә һуҗум қилиш қилмишлириниму оттуриға қойидикән.

сөһбәтләр җәрйанида, терорлуққа қарши күрәш вә түркийәниң бу җәһәттики үмиди голландийә тәрәпкә йәткүзүлидикән.

исраилийәниң пәләстингә қаратқан һуҗумлири, украина вә қибрис қатарлиқ йеқин әтраптики мәсилиләрму икки тәрәп сөһбитиниң муһим темилириниң бир қисмини тәшкил қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر