түркийә исираилийәгә қарши йеңи тәдбирләрни йолға қойиду

ташқи ишлар министири хақан фидан исираилийәгә қарши бир қатар йеңи тәдбирләрни йолға қойушни қарар қилғанлиқлирини ейтти.

2126174
түркийә исираилийәгә қарши йеңи тәдбирләрни йолға қойиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири вә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш тоғрисида муһим байанатларни елан қилди.

у түркийәниң ғәззәгә ийорданийә арқилиқ айропилан билән инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш тәлипиниң исираилийә тәрипидин рәт қилинғанлиқи үстидә тохталди.

у: «исираилийә ачарчилиқ билән боғушуватқан ғәззәликләргә айропилан билән инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш тәлипимизни рәт қилди. бизму исираилийәгә қарши бир қатар йеңи тәдбирләрни йолға қойушни қарар қилдуқ» деди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин тәстиқланған бу тәдбирләрни кечиктүрмәстин қәдәмму қәдәм иҗра қилидиғанлиқлирини вә мунасивәтлик органлар тәрипидин җәмийәткә елан қилинидиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«исираилийә уруш тохтитишни елан қилғучә вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң ғәззәгә үзүксиз шәкилдә йәткүзүлүшигә рухсәт қилғуичә бу тәдбирлиримизни иҗра қилимиз.»

у түркийәниң деңиз вә һава йоли билән ғәззәгә йәткүзүш үчүн мисирға әвәтилгән инсанпәрвәрлик йардәмлириниң 45 миң тоннадин ешип кәткәнликини, түркийәниң ғәззәгә әң көп инсанпәрвәрлик йардими әвәткән икки дөләтниң бири икәнликини қәйт қилди.

у ахирида, инсанпәрвәрлик йардәмлири қачиланған тоққузинчи парахотниң йолда икәнликини билдүрүп, хели вақиттин буйан инсанпәрвәрлик йардәмлириниң парашот билән ғәззәгә йәткүзүлгәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر