түркийә исраилийәниң вәһшийанә һуҗуми астидики ғәззәниң йенида турмақта

түркийә ғәззәгә әң көп йардәм йәткүзгән иккинчи дөләткә айланди. түркийәниң ғәззә хәлқигә қиливатқан йардәмлири давамлашмақта.

2125738
түркийә исраилийәниң вәһшийанә һуҗуми астидики ғәззәниң йенида турмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизил ай җәмийити ғәззәгә йәнә бир инсанпәрвәрлик йардәм парахоти әвәтидиған болди.

түркийә қизил ай җәмийити башлиқи фатмә мәрич йилмаз иҗтимаий алақә һесабида, йеңи йардәм парахоти үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

фатмә мәрич йилмаз парахотқа йардәм бойумлири қачилашниң башланғанлиқини елан қилди.

түркийә әвәткән йардәм посулкилириму ғаззәликләргә йәткүзүлмәктә.

түркийә қизил ай җәмийити «рәнад» исимлик ​​бир пәләстинлик қизниң йемәк йардәм қутусини тапшуруп алған чағдики хушаллиқини һәмбәһириди.

түркийә қизил ай җәмийити иҗтимаий таратқу һесабатида, «ғәззәдә пәвқуладдә бир қута ечиш көрүниши» сәрләвһиси билән пәләстинлик рәнадниң көрүнишини елан қилди.

синда, рәнад қутудики йемәклик бойумлирини бир-бирләп санап, хушаллиқини ипадилигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر