фидан бирйусселда муһим учришишларни өткүзди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато ташқи ишлар министирлири йиғини җәрйанида айрим дипломатик учришишларни өткүзди.

2124584
фидан бирйусселда муһим учришишларни өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: хакан фидан гиретсийә, финландийә, җәнубий корейә вә булғарийә ташқи ишлар министирлири билән айрим учришишларни өткүзүп, алақидар мәсилиләр тоғрисида сөзләшти.

у гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос ирапетритис билән көрүшүп, икки тәрәплик вә районлуқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшти вә гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисниң майдики түркийә зийаритиниң тәййарлиқлири һәққидә пикир алмаштурди.

фидан финландийәлик мәнсәпдиши елина валтонен билән көрүшүп, террорлуққа қарши туруш вә бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ, түркийә-финландийә-шиветсийә үч тәрәп рамка келишиминиң йолға қойулуши, ғәззәниң нөвәттики вәзийити вә җиддийчиликниң районға кеңийип кетиш хәвпи тоғрисида пикир алмаштурди.

икки министир түркийә-финландийә дипломатик мунасивити орнитилғанлиқиниң 100 йиллиқи мунасивити билән һәр қайси саһәләрдики икки тәрәплик һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш ирадисини оттуриға қойди.

хакан фидан җәнубий корейә  ташқи ишлар министири чо тәйул билән көрүшүп, асийа-тинч окйан районидики өзгиришләр вә йерим арилиниң вәзийитини музакирә қилди.

фидан билән чо 7-айда имзаланған «түркийә-корейә мунасивити йол хәритиси»ни асас қилған икки тәрәплик һәмкарлиқ мәсилиси, болупму мудапиә санаити, иқтисад вә енергийә мәсилилири тоғрисида сөзләшти.

министир фидан йәнә булғарийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири марийа габриел биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر