фидан нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиду

түркийә терорлуққа қарши күрәш мәсилисини шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғинида оттуриға қойиду.

2123515
фидан нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: натоға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң 2024-йилидики тунҗи нөвәтлик йиғини 3-, 4-апрел күнлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда ечилиду؛ йиғинға түркийәгә вакалитән ташқи ишлар министири хақан фидан иштирак қилиду.

йиғинниң күнтәртипи натониң омумий йалтайтиш күчи мәсилиси, терорлуққа қарши күрәш вә украинадики өзгиришләрни өз ичигә алиду.

йиғинда, натониң шиветсийә билән финландийә әза болғандин кейинки әһвали вә вашингтонда чақирилидиған башлиқлар йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлириму музакирә қилиниду.

министир фидан йиғинда, натониң терорлуққа қарши ортақ күрәш қилиши керәкликини, буниң натониң вәзипилириниң бири икәнликини оттуриға қойуп, натониң бир қисим әзалириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г билән һәмкарлиқ мунасивити орнитишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитләйду.

министир фидан йәнә, натоға әза дөләтләрниң мудапиә санаити саһәсидә өзара җаза вә чәклимиләрни қойушиниң иттипақниң роһиға хилап икәнликини байан қилиду һәмдә түркийәниң йавропаниң мудапиә вә бихәтәрликигә қандақ капаләтлик қилиш тоғрисидики көз қаришини оттуриға қойуп өтиду.

у йәнә әнглийә, германийә, булғарийә вә финландийәлик мәнсәпдашлири биләнму айрим учришишларни өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر