әли йәрликайа «боздоған -19 һәрикити»  һәққидә мәлумат бәрди

ширнак, дийарбакир, сийирт вә хаккарида елип берилған «боздоған -19 һәрикити» җәрйанида, террорчиларға тәвә 22 өңкүр, панаһҗай вә йошурунуш орни битчит қилинди.

2122993
әли йәрликайа «боздоған -19 һәрикити»  һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә һесабида елан қилған байанатида, жандарма баш қоманданлиқ иштаби террорлуққа қарши күрәш бөлүми билән истихбарат башқармисиниң маслишишида ширнак, дийарбакир, сийирт вә хаккарида елип берилған һәрикәтләргә жандарма алаһидә һәрикәт әтрити, командир-җәңчиләр вә бихәтәрлик хадимлиридин тәшкилләнгән 107 – қисим шундақла 1445 нәпәр жандарма хадиминиң қатнашқанлиқини ейтти.

әли йәрликайа бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати әзаси террорчиларниң  йезиларда  һәрикәт елип бериш мәқситидә өңкүрләрдә вә панаһҗайларда салаватқан һәр хил қорал, оқ-дора, партилатқуч маддиларни йоқитиш үчүн төт вилайәттә тәң елип берилған «боздоған -19 һәрикити»  дә терррорчиларға тәвә 22 өңкүр, панаһҗай вә йошурунуш орунлириниң  битчит қилиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر