әтә түркийәдә йәрлик сайлам өткүзүлиду

түркийә әтә йеңи йәрлик рәһбәрлик қатлимини сайлаш үчүн беләт ташлайду.

2122340
әтә түркийәдә йәрлик сайлам өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: 61 милйон 441 миңдин артуқ сайлиғучи беләт ташлайдиған сайламда, 34 сийасий партийәниң кандидати һәмдә мустәқил кандидатларму риқабәтлишиду.

түркийә миқйасида 206 миңдин артуқ беләт сандуқи тәсис қилиниду.

сайлиғучилар беләт ташлаш арқилиқ 30 чоң шәһәрлик һөкүмәт, 51 шәһәрлик һөкүмәт, 973 наһийә, 390 йеза-базар вә 50 миң 336 мәһәллә башлиқини һәмдә вилайәтлик омумий кеңәш мәҗлиси әзалири билән шәһәрлик һөкүмәт мәҗлиси әзалирини сайлап чиқиду.

түркийә җумһурийити алий сайлам комитети, һава шараити вә күнниң олтуруш вақтини нәзәрдә тутуп, түркийәниң шәрқий қисмидики 32 вилайәттә беләт ташлаш ишлирини бир саәт илгиригә алди.

бу арқа көрүнүштә, 32 вилайәттә беләт ташлаш саәт 07.00 дә башлинип, түркийә вақти саәт 16.00 дә ахирлишиду.

бу вилайәтләрниң сиртидики җайларда беләт ташлаш вақти саәт 08.00 дин 17.00 гичә болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر