йашар гүләр америка вәкилләр өмики билән көрүшиду

дөләт мудапиә министири йашар гүләр америка авам палатаси вәкилләр өмики билән «F-16» айропиланини тәминләш басқучини музакирә қилиду.

2121663
йашар гүләр америка вәкилләр өмики билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқидин елинған мәлуматларға асасланғанда, авам палатаси қорал хизмәтлири комитети вәкилләр өмики әтә (29-март) әнқәрәгә йетип келидикән.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида мундақ дейлди:

«министир йашар гүләр әтә америка авам палатаси қорал хизмәтлири комитетиниң төт әзасини қобул қилиду. көрүшүштә, террорлуққа қарши күрәш вә американиң п к к|й п г ға қиливатқан йардәмлири, <F-16> айропилани билән тәминләш вә заманивийлаштуруш, конгрәниң тәстиқини сақлаватқан тәминләш лайиһәлири қатарлиқ мәсилиләр күнтәртипкә кәлтүрүлиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر