түркийә-гиретсийә сөһбәт йиғини истанбулда чақирилди

түркийә-гиретсийә «бәрпачи күнтәртип дийалоги»ниң 6-қетимлиқ йиғини истанбулда өткүзүлди.

2132760
түркийә-гиретсийә сөһбәт йиғини истанбулда чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқудики адрсида байанат елан қилип, «түркийә билән гиретсийә оттурисидики <бәрпачи күнтәртип дийалоги> даирисидә, муавин министиримиз баш әлчи бурақ ақчапар билән гиретсийә муавин ташқи ишлар министири константинос фрагкогйаннис башчилиқидики вәкилләр өмики бүгүн 6-қетимлиқ йиғинини истанбулда өткүзди.

йиғинда, 2023-йили 10-айниң 16-күни афенада өткүзүлгән алдинқи қетимлиқ йиғиндин буйанқи икки тәрәплик сода, иқтисад, қатнаш, маарип, техника, муһит, сағламлиқ вә кишилик мунасивәтни тәрәққий қилдуруш бирләшмә һәрикәт пиланида қолға кәлтүрүлгән илгириләшләр көздин кәчүрүлүп, бу қатарға илавә қилиниш еһтимали болған йеңи һәмкарлиқ саһәлири тоғрисида сөһбәт өткүзүлди вә бу мусапиниң кәлгүси һәққидә пикир алмаштурулди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر