әрдоған путинниң сайлам ғәлибисини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путинниң сайламдики ғәлибисини тәбриклиди.

2117178
әрдоған путинниң сайлам ғәлибисини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң пирезидент виладимир путин билән телефонлишип, униң сайлам ғәлибисини тәбриклигәнликини һәмдә түркийә-русийә мунасивәтлиридики иҗабий йөнилишниң йеңи дәврдиму күчәйгән һалда давамлишидиғанлиқиға ишнидиғанлиқини ейтқанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған түркийәниң русийә-украина уруши мәсилисини сөһбәт арқилиқ һәл қилиш үчүн, һәр хил қолайлаштурғучи ролни ойнашқа тәййар икәнликини әскәрткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر