түркийә исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қарар лайиһәсиниң қобул қилинғанлиқини қарши алди

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңишиниң ислам диниға өчмәнлик қилишқа қарши туруш һәққидики қарар лайиһәсини мақуллиғанлиқдин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

2116264
түркийә исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қарар лайиһәсиниң қобул қилинғанлиқини қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи 15-март хәлқара ислам дүшмәнликигә қарши туруш күни мунасивити билән йазма байанат елан қилип, хәлқара җәмийәтни исламға өчмәнлик қилишқа қарши ортақ позитсийә билдүрүшкә чақирди.

байанатта, түркийәниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән һәмкарлишип тәййарлиған ислам диниға өчмәнлик қилишқа қарши туруш тоғрисидики қарар лайиһәсиниң б д т омумий кеңишидә қобул қилинғанлиқидин сөйүнгәнлики тәкитләнди.

түркийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили, баш әлчи сәдат өнал, әза дөләтләрни мусулманларға зораванлиқ қилишқа күшкүртүш қилмшилириниң алдини елиш үчүн барлиқ зөрүр тәдбирләрни йолға қойушқа чақирған мәзкур қарарниң, хәлқара җәмийәтниң бу мәсилигә қарши күрәшкә актип қатнишишиға қолайлиқ йаритип, вәдилирини әмәлгә ашурушиға капаләтлик қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

баш катипниң чақириқлириға қаримай, исламға өчмәнлик қилишни асас қилған кәмситиш вә зораванлиқ һәрикәтлириниң давамлиқ кеңийиватқанлиқиға ишарәт қилған өнал: «йавропадики қуран кәримгә қилинған қәбиһ һуҗумлар исламға болған өчмәнликниң кишини чөчүтидиған дәриҗигә берип йәткәнликини көрситип бериду» деди.

у мусулманларниң муқәддәс қиммәт қаришиға қарши бундақ иғвагәрчиликләргә «пикир әркинлики»ни баһанә қилип рухсәт қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

мәзкур қилмишларниң демократик әркинликни дәпсәндә қилиш вә униңға дәхли-тәруз қилиш һесаблинидиғанлиқини билдүргән өнал, бу хил қилмишларниң инсаний қәдир-қиммәт вә баравәрликкә һөрмәт қилиш принсипиға, шундақла асасий һәқ-һоқуқ вә әркинликкә зит икәнликини әскәртип: «ислам дүшмәнлики мусулманларғила әмәс, демократийәниң өзигиму тәһдит» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر