әминә әрдоған рәһбәрләрниң ханимлириға йеқиндин көңүл болди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған анталйа дипломатийә мунбиригә қатнашқан рәһбәрләрниң ханимлирини сәйлә қилдүрди.

2110175
әминә әрдоған рәһбәрләрниң ханимлириға йеқиндин көңүл болди
emine erdogan ve lider esleri antalya.jpg
emine erdogan ve lider esleri antalya.jpg
emine erdogan ve lider esleri antalya.jpg
emine erdogan ve lider esleri antalya.jpg
emine erdogan ve lider esleri antalya.jpg

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған анталйа дипломатийә мунбиригә қатнашқан рәһбәрләрниң ханимлири  билән бирликтә «анадолуниң әсирләрдин буйанқи тәм сайаһити» намлиқ паалийәткә қатнашти вә җуғрапийәлик хаслиққа игә мәһсулатлар шундақла тоқулма қол һүнәр буйумлири көргәзмисини зийарәт қилди.

әминә әрдоған вә униңға һәмраһлиқидики рәһбәрләрниң ханимлири шундақла хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири анталйа дипломатийә мунбири йиғининиң «айаллар, тинчлиқ вә бихәтәрлик» темилиқ тармақ йиғинлириға қатнашти.

андин әминә әрдоған вә униң меһманлири түркийәниң мәдәнийәт көп хиллиқи вә қол һүнәр-сәнитини әкис әттүрүлгән өзгичә лайиһәләрдин тәркиб тапқан тоқумичилиқ қол һүнәр буйумлири көргәзмисини көздин кәчүрди.

андин әминә әрдоған вә униң һәмраһлиқидики мәсуллар, меһманларға әнәниви нәқишләр, бәлгиләр вә рәңләр билән безәлгән кийим- кечәк шундақла зиннәт буйумлири һәққидә мәлумат бәрди.

әминә әрдоған вә униң һәмраһлиқи ханимлар  андин йавропа иттипақидин җуғрапийилик хаслиққа игә көрсәткүч тизимликигә еришкән мәһсулатлар көргәзмә қилиниватқан орунларни зийарәт қилди.

рәһбәрләрниң ханимлириға  ғазиантәп бақлаваси, айдин әнҗүри, малатйа өрүки, әзинә пишлиқи вә антакйа кунәфәси қатарлиқ районларға хас нурғун мәһсулатлар тәқдим қилинди.

әминә әрдоған кейин рәһбәрләрниң ханимлириниң шәрипигә кәчлик зийапәт бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر